Уйғур аптоном райониниң нопуси 2010‏- йилғичә 22 милйон әтрапида контрол қилиниду


2006.02.14

Уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари нур бәкри дүшәнбә күни уйғур аптоном райони омуми нопусиниң 2010 - йилғичә 22 милйон әтрапида контрол қилинидиғанлиқини билдүрди. Әмма у бу санниң мушу бәш йил ичидә ичкиридин уйғур аптоном райониға келип олтурақлишидиған көчмән нопусини өз ичигә алидиған яки алмайдиғанлиқини тилға алмиған.

У, дүшәнбә күни ечилған уйғур аптоном райониниң нопус вә пиланлиқ туғут хизмәт йиғинида, 11 - бәш йиллиқ пилан ичидә нопусниң көпийишини үнүмлүк контрол қилиш интайин муһим " дәйду. "Шинҗаң гезити" ниң әскәртишичә, бу бәш йил ичидә нопус вә пиланлиқ туғут хизмитиниң нишани йезиларға қаритилидикән. Нур бәкри, нурғун йеза ,қишлақларда болупму намрат районларда туғут сәвийиси йәнила юқири " дәп тәкитлигән. У, районниң иқтисади тәрәққият истиқбалини нопус мәсилисигә бағлап, "әгәр нопус үнүмлик түрдә контрол қилинмиса, иқтисади тәрәққият нәтиҗиси йеңи туғулған нопус тәрипидин һәзим қилиниветиду " дәйду.

Әмма нур бәкри, 1950 - йилларда 6 % ни игиләйдиған хитай нопусиниң һазир 50% дин ешип кәткәнликини тилға алмиған. Өткәндә уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җаппар һәбибулла, пиланлиқ туғут сияситиниң әмәлийләшмигәнликини уйғур қатарлиқ милләтләрниң " идийиси азат болмиғанлиқта " дәп қариған.

Әмма хитай һөкүмитиниң районда йолға қойған пиланлиқ туғут сиясити кишилик һоқуқ актиплири тәрипидин әйибләнмәктә. Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийиә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, хитайниң сияситини " ирқий тазилаш", дәп атиған. "Шинҗаң гезити" ниң әскәртишичә, уйғур аптоном районида1995 - йилғичә " пиланлиқ туғут шәрәпнамиси" вә " ялғуз пәрзәнтлик ата - анилар шәрәпнамиси" алған аилиләр 820 миңға йәткән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.