Америкидики уйғурлар норуз байрими өткүзди


2006.03.19

3-Айниң 18-күни америкиниң пайтәхти вашингтон әтрапида яшайдиған уйғур җамаити вә башқа шитатлар һәм дөләтләрдин кәлгән бир қисим уйғурлар атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти рабийә қадир ханимниң рәһбәрликидә норуз паалийити өткүзди.

Мәзкур норуз паалийитигә қазақистанниң йәркәнт шәһиридин кәлгән "йәркәнт булбуллири" намлиқ уйғур нахша-музика гурупписи қатнишип, өзлириниң йеқимлиқ нахша - музикилири билән сорунниң кәйпиятини юқири пәллигә көтүрди. Шветсийидин кәлгән нахшичи күрәш күсән вә сабиқ өзбекистан дөләтлик уйғур ансамбилиниң атақлиқ нахшичиси султан мәмәтоп қатарлиқларму өзлириниң вәкил характерлиқ иҗадийәтлирини тамашибинларға тәқдим қилди.

Виргиния әтрапида яшайдиған уйғур пәрзәнтлиридин тәшкилләнгән сәнәт гурупписи миллий кийимлирини кийишип, өзлири тәйярлиған сәнәт номурлирини көрсәтти.

Ечилиш мурасимда сөз қилған рабийә қадир ханим өзиниң хитай түрмисидин чиққанлиқиға нәқ бир йол тошқан күнгә тоғра кәлгән мәзкур норуз байримида қериндашлири билән шат-хорам һалда бир йәргә җәм болғанлиқидин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини, лекин хитай түрмисидә йәнә миңлиған уйғур пәрзәнтлириниң гунаһсиз азап чекиватқанлиқи, иттипақлиқни күчәйтип, уйғурларниң һоқуқлирини, әркинликини қолға кәлтүрүш үчүн бирликтә күрәш қилиш лазимлиқини тәкитлиди.

14-Март күни хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити америка дөләт мәҗлисиниң кишилик һоқуқ гурупписи билән бирликтә дөләт мәҗлисидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзгән иди. Мурасимда сөз қилған дөләт мәҗлис әзаси вә кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси том лантосниң уйғурларниң толуқ мустәқиллиқи вә әркинликини қоллайдиғанлиқи һәққидики сөзлири уйғурларға зор үмид вә хушаллиқ елип кәлгән болуп, бу қетимқи норуз уйғурлар үчүн әнә шундақ хушаллиқ һессиятлар бәхш етилгән күнләргә тоғра кәлгән иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.