Нур бәкри яшлар вә өсмүрләрни тәрбийиләш хизмитини күчәйтишни тәкитлиди
2007.01.25
Уйғур елидә йеқинда өткүзүлгән аптонум районлуқ яшлар вә өсмүрләрниң идийә- әхлақ қурулушидики нуқтилиқ хизмәтләрдин доклат бериш йиғинида, хитай һөкүмитиниң районға тәйинлигән әмәлдари нур бәкри сөз қилип, "қара турхунларни қәти тақаш, торға чиқишта мәдәний болуш вә әтраптики муһитни йәниму тазилаш" дегән нуқтини алаһидә оттуриға қойған.
Нур бәкри тәкитлигән нуқтилар үстидә тохталған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди истансимизниң зияритини қобул қилип, нур бәкри тәкитләватқан нуқтиларниң дәл хитай һөкүмитиниң нөвәттә әң әндишә қиливатқан муһим нуқтилардин бири икәнликини көрсәтти.
Дилшат ришит әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити, учур дуняси учқандәк тәрәққи қиливатқан бүгүнки күндә, кишиләрниң болупму яш - өсмүрләрниң интернеттин пайдилинип, хәлқара вәзийәт һәмдә хәлқара сиясәтләрдин хәвәрдар болушини, болупму демократийә вә кишилик һоқуққа аит уқумлардин сават елишини тосаш үчүн, барлиқ вастиләрни ишқа селип кәлмәктә. Дилшат решит сөзидә йәнә "нур бәкриниң қара турхунларни қәти тақаш дегини, ташқи дунядики илғарлиқ идийисиниң уйғур яш - өсмүрлиригә тәсир көрситишини чәкләш дегәнликтур " деди.
Хәвәрләргә қариғанда, уйғур елидики кишиләр интернеттә, чәтәл ахбарат вастилирини ечип көрәлмәйла қалмастин, йәрлик тор бәтлиридә өзлириниң көз қарашлири үстидә әркин пикир баян қилалмайдикән. Нөвәттә пәқәт хитайдила интернет мәйданини көзитидиған интернет сақчиси мәвҗут. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғурларни 'үчни етирап қилиш' қа мәҗбурлимақта
- Дуня уйғур қурултийи нур бәкриниң рабийә қадир һәққидики сөзлиригә рәддийә бәрди
- Дуня мәтбуатлири нур бәкриниң рабийә ханим һәққидики сөзлиригә баһа бәрмәктә
- Нур бәкри рабийә қадирни әйиблиди
- Нур бәкри "маарипни хитайчилаштурушни ахирғичә давамлаштуримиз", деди