Нур бәкри рабийә қадирни әйиблиди
2007.01.07
Хитайниң интәрнәт учур торлиридин бири www.sina.com Дики учурда көрситилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком муавин секретари нур бәкри чәтәлләрдики сиясий паалийәтчиләр вә уйғур җамаитиниң рабийә қадирни "уйғурларниң аниси" дәп атишиға рәддийә берип, "бу бимәнилик" дәп атиған. Бу хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларниң вә чәт’ тәл мәнтбуатлириниң рабийә қадирни "уйғурларниң мәниви аниси" дәп тәриплишигә нисбәтән тунҗи қетим рәсмий рәвиштә инкас қайтурушидур.
Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиниң баш катиби долқун әйса нур бәкригә рәддийә берип, рабийә қадирниң уйғурларниң рәһбири вә мәниви аниси икәнлики һәмдә уйғур хәлқиниң буниңдин һеч қачан янмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решит болса, рабийә қадирниң уйғурларниң өзлири сайлиған вәкили икәнлики, әмма нур бәкриниң уйғурларға вәкиллик қилаламйдиғанлиқиқни билдүрди.
Рабийә қадир америкиға кәлгәндин буян пүтүн күчи билән уйғур сиясий дәвасини хәлқара сәһнигә елип чиқиш үчүн күрәш қиливатқанлиқи, униң коп қетим америка дөләт мәҗлиси уюштурған испат бериш йиғинлириға қатнишип, уйғурларниң инсан һоқуқи мәсилиси һәққидә гуваһлиқтин өтүши һәмдә явропа иттипақиға әза мәмликәтләрни зиярәт қилип, хәлқара сәһнидә уйғур мәсилисини үнүмлүк тонуштурғанлиқи шуниңдәк униң уйғурлар үчүн көрсәткән пидакарлиқлирини мунасивити билән дуня уйғур қурултийи мәхсус уқтуруш чүшүрүп, рабийә қадирни уйғурларниң мәниви аниси вә миллий рәһбири дәп етирап қилишни қарар қилған иди.
Рабийә қадир нур бәкриниң сөзигә инкас қайтуруп, өзиниң һәқиқәтән нур бәкригә охшаш адәмләрниң аниси әмәсликини, өзиниң пәқәт азадлиққа интиливатқан хәлқниң аниси икәнликини шәрһлиди. Рабийә қадир уни хитайниң гумаштиси дәп атиди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нур бәкри "маарипни хитайчилаштурушни ахирғичә давамлаштуримиз", деди
- Д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханим канададики паалийәтлирини ахирлаштуруп, вашингтонға қайтип кәлди
- Җаһангир поча: рабийә қадир уйғурларниң далай ламаси
- Нур бәкри: қош тиллиқ маарипни қилчә иккиләнмәстин илгири сүримиз
- Нур бәкри: қош тиллиқ оқутушни пүтүн күч билән илгири сүрүш керәк