Унтулуп қеливатқан австралийилик мәһбус
2006.12.13
Австралийидә чиқидиған "тиз учур гезити" дә унтулуп қеливатқан австралийилик мәһбус " сәрләвһилик бир мақалә бесилди. Бу мақалә һазирға қәдәр қазақистан түрмисидә азап чекиватқан 36 яшлиқ австралийә пуқраси, уйғур нурполат абдуллани әсләш арқилиқ дуня җамаитиниң диққитини қозғашқа тиришқан.
Мақалидә "гәрчә нурполат әпәндиниң террорчи, қолбомбиси ясиған, икки нәпәр қазақ сақчини өлтүргән гумандар, дегәндәк җинайи намлири болсиму, әмма у юқириқи җинайи намларниң һечқайсиси етирап қилғини йоқ" дәп баян қилинған.
Унтулуп қеливатқан австралийилик мәһбус" дегән мақалидә дуня уйғур қурултийи қазақстанни нурполат әпәндини қоюп беришкә чақирип келиватқанлиқи; австралийидики шәрқи түркистан бирликиму австралийә президенти җоһн хавордқа хәт йезип, униңдин нурполат абдуллани әркинликкә чиқиришни тәләп қилип келиватқанлиқи, әмма австралийә һөкүмити москвадики әлчиханиси нур полатқа ярдәм бериш үчүн қануний мәслиһәтчи тәклип қилип, бундақ шәкил билән 9 - айниң 13 - күни нурполат әпәндини түрмигә берип аран бир қетим йоқлиғанлиқи баян қилинған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Авистралийә пуқраси уйғур нурполат абдулла қазақистанда 15 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған
- Б д т : қазақистан уйғур мусапирини хитайға мәхпий өткүзүп бәргән болуши мумкин
- Б д т мусапирлар мәһкимиси қазақистанда ғайип болған уйғур мусапирниң ақиветидин әндишә қилди
- UAA: явропада уйғур мусапирлар бөһтан билән юртиға қайтурулмақта









