Обулқасим һаҗи қирғизистан түрмисидә вапат болди
2006.09.08
1998 -Йилдин бери қирғизистанниң бешкәк шәһиридики к г б түрмисидә йетиватқан обулқасим һаҗи, 9 - айниң 7 - күни кесәл сәвәбдин түрмидә аләмдин өтти.
Мәрһумни түрмидә ахирқи қетим зиярәт қилған затларниң ашкарилишичә, обулқасим һаҗи түрмидә йетиш җәрянида қан раки кесилигә гирипдар болған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири қирғизистан даирилирини "обулқасимниң һалидин хәвәр елиш үчүн һечқандақ тиббий ярдәмдә болмиған вә мәрһумни өлүмгә тәрик әткән " дәп әйиблимәктә.
Обулқасим 1998 - йили қирғизистан дөләт бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинғандин кейин 2001 - йили сотлинип, "террорлуқ һәрикәтләрни пиланлиған, қирғизистанда ислам дөлити қурмақчи болған, дегәндәк сәвәбләр билән әйибләнгән болсиму, лекин у буларниң һәммисини рәт қилған. Қирғизистан даирилири уни дәсләптә 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған болсиму,лекин кейинрәк қирғизистан уйғур иттипақиниң рәиси ниғмәт босақовни өлтүрүшкә иштирак қилған, дегән җинайәтни артип, қамақ җазасини 30 йилға чиқарди. Бирақ ниғмәт босақов өлтүрүлгәндә обулқасим к г б түрмисидә иди.
Обулқасим өлүмидин сәл бурун уни йоқлап барған зиярәтчиләргә , у 1998 - йили қолға елинғанда йенидин тепилған тапанчиниң тизимға алдурулғанлиқини вә сақчиларниң, йенидики 80 миң долларни тартивалғанлиқини ашкарилиған.(Әркин)