Хитай, 1 - өктәбирдә уйғурларниң намайишқа дуч келиду


2007.09.30

10-Айниң 1-күни хитай хәлқ җумһурийитиниң дөләт байрими, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 58 йиллиқ мунасивити билән хитай баш министири вен җябав байрамлиқ күтүвелиш мурасими өткүзүп, мәхсус қәдәһ сөзи сөзлиди.

Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, дөләт байримини тәбрикләш күтүвелиш мурасими бейҗиңдики хәлқ сарийида өткүзүлгән болуп, буниңға хитай рәиси ху җинтав, баш министири вен җябав вә башқа рәһбәрләр һәмдә 1500 дин артуқ һәр саһәниң әрбаблири иштирак қилған, мурасимда баш министири вен җябав қәдәһ сөзи сөзләп, дөләт байрими вә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини тәбрикләш билән биргә тәйвән хәлқини җуңго һөкүмити билән бирликтә тәйвәнниң мустәқиллиқиғә қарши турушқа чақирди һәмдә өзлириниң " бир дөләттә икки хил түзүм", " хоңкоңлиқлар хоңкоңни башқуруш" " авменлиқлар авменни башқуруш" тин ибарәт " алий аптономийә" сияситини техиму изчиллаштуридиғанлиқини тәкитлиди.

Хәвәрләрдин қариғанда, 1-өктәбир күни мунасивити билән чәт әлләрдики тибәт, фалунгуң вә хитай демократик тәшкилатлири, җүмлидин уйғур тәшкилатлири түрлүк наразилиқ паалийәтлирини уюштуриду.

Шитаби германийиниң мюнхен шәһиригә җайлашқан дуня уйғур қурултийи бир қанчә йилдин буян 1- өктәбирни уйғурларниң бесивелинған "матәм күни" қилип бекиткән болуп, бу күни һәр қайси җайларда наразилиқ намайишлири уюштуруп кәлмәктә. Хәвәрләрдин қариғанда, 1-өктәбир күни дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән америка, явропа иттипақи вә башқа дөләтләрдики хитай әлчиханилири вә консулханилири алдида наразилиқ намайиши елип берилиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.