Олимпиккә 100 күн қалған күндин етибарән йолға қоюлидиған паалийәт үрүмчидә башқичә
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.04.30
2008.04.30
Олимпик мусабиқиси бихәтәрлик хизмәт гурупписиниң һәрбий хизмәт бөлүм башлиқи тйән йишаң 'хәлқ гезити'ниң мухбириға хитай 'хәлқ азадлиқ армийимиз олимпикниң хәлқаралиқ қаидиси вә дөлитимизниң қануниға асасән, әскәрни йеқиндин йөткәш принсипи буйичә, өзиниң қуруқлуқ, һава, деңиз қатарлиқ һәр қайси қисимлиридики муһапизәтчи, мина чарлиғучи, хемийивий қораллардин мудапиә көргүчи қатарлиқ һәммә әскири хиллирини вә тик учар, парахот, башқурулидиған бомба қатарлиқ барлиқ әслиһәлирини һәрикәтләндүрүп олимпикни қоғдашқа тәйяр' дегән.
Үрүмчидә болса от өчүрүшкә җиддий тәйярлиқ көрүлмәктә. 'Шинҗаң хәвәр тори' ниң баян қилишичә, үрүмчи от өчүрүш идарисиниң башлиқи дәй йичаң от өчүрүш саватлирини үрүмчидә һәр бир адәмгичә әмәлийләштүридиғанлиқини, шундақла, һазир от апитидин мудапиәлиниш җәһәттә мәсилә сақлиниватқан 44 орундики 33 от өчүрүш әтритиниң лаяқәтсизлирини дәрһал рәтләп, пүтүн от өчүрүш сестимисини 5 - айниң 30 - күнигичә тамамән йүрүшләштүрүп болидиғанлиқини билдүргән.









