Уйғур маһири амангүл 2008 - йилидики олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнашмақчи


2004.10.27

Хитай дөләтлик тәнтәрбийә әтрити тәрипидин талланған, уйғур йиник атлитка маһири амангүл җамал 2008 - йилидики олимпик дуня тәнһәрикәт йиғиниға қатнишидикән.

Уйғур елидә чиқидиған "шинҗаң гезити" ниң хәвәр қилишичә, бу йил 20 яшқа киргән амангүл җамал, ақсу вилайитиниң үчтурпан наһийисидин болуп, у тәнтәрбийидики болупму қисқа мусапилиқ йүгүрүш түридики таланти билән ақсу вилайити бойичә өткүзүлгән мусабиқиларда көп қетим илғар нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән икән.

Амангүл җамал йәнә -2003йили -8айда уйғур ели бойичә өткүзүлгән 10 - нөвәтлик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишип, 100 метирлиқ йүгүрүш мусабиқисида уйғур елиниң аяллар түридики рекортини бузуп ташлиған һәмдә аялларниң йиник атлитка гурупписидики 100 вә 200 метирлиқ йүгүрүштә биринчиликкә еришкән.

Амангүл көрүнәрлик нәтиҗилири вә йошурун иқтидари билән дөләтлик тәнтәрбийә әтритигә талланған болуп, у 2008 - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиға тәйярлиниш үчүн, йеқинда бейҗиңға берип дөләт дәриҗилик чениқтуруш әтритигә қатнишидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.