Хитай һөкүмити 50 тин артуқ уйғурға өлүм җазаси бәрди
2004.09.13
Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши туруш баһанисида 50 тин артуқ уйғурға өлүм җазаси бәрди. Хитай һөкүмитиниң уйғур елигә қойған партком секретари ваң лечүән бу йилниң ичидә елип берилған терорчилиққа қарши һәрикәт җәрянидила 50 тин артуқ уйғурға өлүм җазаси берилгәнликини билдүрди.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвиригә қариғанда, ваң лечүән дүшәнбә күни чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилип, "биз гәрчә террорчилиққа зәрбә бериштә мана мушуниңға охшаш қаттиқ васитиләрни қолланған болсақму, хәлқара террорчи күчлириниң бу йәрдә күчийиватқанлиқини көриватимиз. Һөкүмитимиз уларға зәрбә бериштин қәтий баш тартмайду вә террорчилиққа қарши бу көрәшни узун бир мәзгил давам етиду" дегән.
Чәтәлдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң 11 - сентәбир вәқәсидин кийин, хәлқара террорлуққа қарши күрәштин пайдилинип, тинчлиқ билән өз көз қаришини оттуриға қойған уйғурларни бастуриватқанлиқини тәнқид қилған иди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу йил 7 - айда елан қилған доклатида, хитай һөкүмитиниң терорчилиққа зәрбә бериш баһанисида нәччә миңлиған уйғурларни қанунсиз тутқун қилғанлиқини билдүргән.
Ройтирс агентлиқиниң билдүрүшичә, ваң лечүән дүшәнбә күни буни рәт қилған. У йәнә уйғур елидә һечқандақ миллий вә ерқий мәсилиләрниң йоқлиқини тәкитләп, "миллий бөлгүнчиләрниң көп қисми уйғурлар. Әмма уларниң хаһиши уйғурларға вәкиллик қилмайду" дегән. Бирақ чәтәлдики уйғур паалийәтчилири ваң лечүәнниң юқириқи сөзини рәт қилмақта. (Арзу) мунасивәтлик мақалилар ваң лечүән чәтәл мухбирлириға шәрқий түркистан һәққидә сөзлиди