Йеза кадирини өлтүрүш билән әйибләнгән икки уйғур етип ташланди


2005.07.19

Бу йил 2 - айда уйғур аптоном райониниң қариқаш наһийисидики улуқата кәнтиниң партийә ячейка секритари мәтсалихан әхмәтни өлтүрүш билән әйибләнгән сулайман обул вә абдуреһим һөсүйүнләр бу йил 4 - айда өлүм җазасиға һөкүм қилинип етип ташланған.

Радиомиз мухбириниң игилишичә, сулайман обул бу йил 30 яшларда, абдуреһим һөсүйүн болса 19 яшта болуп, кәнт секритари мәтсалихан сулайман обулни аялиниң қосиғидики балисини алдуруветишкә мәҗбурлиған. Нәтиҗидә сулайман обул вә униң диний мәсләкдеши абдуреһим сөһсүйүнләр мәтсалиханни өлтүривәткән.

"Шинҗаң гезити" сулайман обулларниң мәтсалиханни улуқата кәнтигә мәсчит селишқа қарши турғанлиқи үчүн өлтүрвәткәнликини илгири сүргән болсиму, әмма қариқаш наһийисидики даириләр сулайман обул аялиниң қосиқидики балисини алдуриветишкә мәҗбурланғанлиқини билдүрмәктә.

Хотән вилайәтлик оттура сот мәһкимиси уларни диний әсәбилик, миллий бөлгүнчилик вә қәстән адәм өлтүрүш билән әйиблигән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.