Ваң лечүән, йеқинда бир уйғур паалийәтчисиниң етип өлтүрүлгәнликини билдүрди
2005.08.25
Уйғур аптоном райониниң партком секритари ваң лечүән ахбарат елан қилиш йиғинида, дүшәнбә күни йәнә бир уйғур паалийәтчисиниң хитай сақчи даирилири тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини етирап қилди.
Ваңниң билдүрүшичә, абдулла қурбан исимлик бу киши ақсудики уйғур елиниң мустәқиллиқини тәрғип қилидиған бир тәшкилатниң башлиқи болуп, у 2000 - йили 8 - айниң 7 - күни кучарда,өзини тутқили кәлгән сақчилар билән тоқунушуп қелип, җамаәт хәвпсизлик идарисиниң хитай башлиқи чең пинни етип өлтүргән.
Ваң йәнә, абдулла қурбанниң у қетимлиқ тоқунушта қечип қутулғанлиқини, әмма униң башқа һәмраһлириниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, шундин буян абдулла қурбанни тутуш буйруқи чиқирилған болуп, бу йил 7 - айниң 18 - күни униң техичә ақсуда икәнлики паш болған. Нәтиҗидә сақчилар 8 - айниң 22 - күни у турушлуқ җайға бастуруп киргән.
Ваң лечүән сөзидә йәнә, абдулла қурбанниң сақчилар тәрипидин байқалғандин кейин, өзиниң қол астидики икки кишини етип өлтүрүп, андин сақчиларға қарап оқ чиқарғанлиқини, шу сәвәбтин сақчиларниң ахири уни етип өлтүргәнликини билдүрди.
Әмма дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, абдулла қурбанниң пәқәт өзини қоғдиған болуши мумкинликини әскәртти. Сақчилар буниңдин сирт йәнә, йеқинда абдулла қурбанниң әгәшкүчилиридин 10 кишини қолға алған.
Ваң лечүән йиғинда йәнә, хитай даирилириниң һазир аптоном район қурулғанлиқиниң 50 йиллиқиниң алдида пүтүн уйғур ели бойичә, "3 хил күч" кә зәрбә бериш һәрикитини қаттиқ йүргүзиватқанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исмайил тиливалди нурмуһәммәт ясин қатарлиқ икки уйғур язғучиниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- Хитай учтурпанда 10 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик билән әйибләп қолға алди
- Хитай сақчилири или вилайитидә 179 туңганни тутуп кәткән
- Хитай һөкүмити, аминиханни 37 оқуғучиси билән қолға алғанлиқини етирап қилди
- Хитай һөкүмити бир уйғур аялни қанунсиз диний тәлим бәргән дегән җинайәт билән қолға алди