Хитай мәтбуатлири үрүмчидә 2 оқуғучини өлтүрүвәткән кишиниң адәм өлтүрүшигә қизиниң өлүми сәвәбчи болғанлиқини билдүрди


2006.12.22

Хитай мәтбуатлири җүмә күни үрүмчидә икки башланғуч мәктәп оқуғучисиға пичақ тиқип өлтүрүвәткән абдухалиқ миҗит исимлик кишиниң адәм өлтүрүшигә қизиниң өлүми сәвәбчи болғанлиқини илгири сүрди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, қизиниң өлүмидин қаттиқ қайғурған бу киши бу вәқәни садир қилиш арқилиқ дәрдини чиқармақчи болған. Абдухалиқ миҗит өткән чаршәнбә күни үрүмчидики бир башланғуч мәктәпниң алдида, бу мәктәпниң бир гуруппа оқуғучилириға һуҗум қилип, 2 оқуғучиниң өлүшини, бир оқутқучи билән 3 оқуғучиниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған иди.

Сақчиларниң шинхуа ахбарат агентлиқиға әскәртишичә," абдухалиқниң 8 яшлиқ оғли өткән йили һәдисиниң " мәктәптики дәрс нәтҗиси начарлиқидин номус қилип, уни боғуп өлтүрүп қойған." Хәвәрдә " абдухалиқ бу вәқәгә мәктәп мәсул болуши керәк, қариған" вә " у, мәктәптин бу вәқәни чүшәндүрүп беришни көп қетим тәләп қилған болсиму, лекин җаваб алалмиғанлиқини билдүрди. Нөвәттә бу вәқә илгирлигән һалда тәкшүрүлмәктә.

Башланғуч мәктәп оқуғучилириға һуҗум қилиш вә уларни өлтүрүш уйғурлар арисида көп йүз беридиған вәқә болмисиму, лекин бу йеқинқи йиллардин бери хитайда көп йүз берип туридиған мәктәп оқуғучилириға һуҗум қилиш вәқәлириниң бири болуп қалди. Хитайда бу хил вәқәләр көп һалларда роһи кисили бар кишиләр елип барған вәқә яки өч елиш һәрикити сүпитидә бир тәрәп қилинмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.