2004 - Йилдики уйғурларға аит 10 чоң хәвәр


2004.12.31

Хитайниң тәңри тағ тор бети 2004 - йили уйғур аптоном районидики 10 чоң хәвәрни елан қилди. Тәңри таш тор бетиниң көрситишичә, или- қорғас төмүр йолида иш башлаш, аптоном район миллий ишләпчиқириш омуми дарамитиниң бу йил тарихтики әң юқири сәвийигә йетиши, вен җябавниң аптоном районни зиярәт қилиши, хитай - қазақистан нефит туруба қурулуши шундақла тарим - шаңхәй тәбий газ турубисиниң ишқа кириштүрилиши, делоң ширкитиниң вәйран болиши, долан қизғинлиқи, қой клунлаш, тарим екилогийисини әслигә кәлтүрүш қурулуши, биңтүән вә или қатарлиқ бәш аптоном област қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш қатарлиқлар, уйғур аптоном районида бу йилқи 10 чоң хәвәр, дәп елан қилинди. Бирақ бәзи уйғурларниң қаришичә, уйғурларға аит 10 чоң хәвәр, тәңри тағ тор бетиниңкидин пәрқлиниду.

Бәзи уйғурлар, америкиниң гүәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини елан қилиши, рабийә қадирниң рафту мукапатиға еришкәнлики, дуня уйғур қурултийиниң қурулғанлиқи, хитай мәктәпләр билән миллий мәктәпләрни бирләштүрүп, хитай тилиниң миллий башланғуч мәктәпләр 1 - йиллиқлириға киргүзүлиши, ваң лечүәнниң 50 нәччә уйғур сияси мәһбусқа өлүм җазаси берилгәнликини елан қилиши шундақла уйғур серикчиниң канададин сияси паналиқ тилиши, тарим- шаңхәй тәбий газ турубисиниң ишқа кириштүрилиши, америка даирилириниң америка уйғур җәмийитигә пул бериши, қазақистан- уйғур аптоном райони нефит- тәбий газ туруба қурулуши қатарлиқлар, 2004 -йилдики уйғурларға аит 10 хәвәр, дәп қарайдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.