Нурбәкри әмдила башланғуч мәктәпни пүттүргән оқуғучиларға сиясий тәрбийини күчәйтиш һәққидә сөз қилди
2004.10.04
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари нур бәкри хитайниң дөләт байрими мунасивити билән санҗидики туңган оттура мәктипидә ечилған хитайчә толуқсиз оттура синиплирини көздин көчүрүп, бу синипларда оқуватқан миллий оқуғучиларға сияси - идийә тәрбийисини күчәйтиш һәққидә сөз қилди.
Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң хәвиридин ашкарилинишичә, у сөзидә: " оқуғучиларға қаратқан сиясий тәрбийини болупму вәтәнпәрвәрлик , милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини күчәйтиш, вәтәнниң бирликини қоғдаш вә миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш идийисини мустәһкәмләш керәк" - дегән. Нур бәкри бу сөзләрни әмдила ата- анисидин айрилип,ятақ турмушиға қәдәм қойған 13 яшлар әтрапидики өсмүрләргә сөзлигән.
Хитай һөкүмити бу йил 9 - айдин башлап, уйғур елидики үрүмчи қатарлиқ сәккиз шәһәрдә алаһидә толуқсиз оттура синиплирини тәсис қилип, намрат йеза қишлақлардин кәлгән миңдин артуқ миллий деһқан чарвичиларниң балилирини пүтүнләй хитай тилида тәрбийилимәктә иди.
Хитай һөкүмитиниң хитай өлкилири вә уйғур елидә мәхсус хитайчә толуқ вә толуқсиз оттура синиплирини тәсис қилип, миллий оқуғучиларни пүтүнләй хитай тилида тәрбийилиши, уйғурларниң күчлүк наразилиқини қозғимақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар уйғур елидики хитайчә оқутулидиған миллий оқуғучиларға сиясий идийиве тәрбийә күчәйтилмәктә