Уйғур аптоном районида бу йилқи алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш пилани хитайларни асас қилиду


2005.06.14

Уйғур аптоном районидики оқуғучи қобул қилиш ишлиридин хәвәрдар әрбабларниң ашкарлишичә, уйғур аптоном райониниң бу йилқи оқуғучи қобул қилиш пиланида, али мәктәп имтиһани қатнашқан 80 миң хитай оқуғучиларниң 60 миңи али мәктәпкә қобул қилинидикән. Бу, имтиһанға қатнашқан хитай оқуғучилар саниниң 4 дән 3 қисимини игиләйду. Әмма бу йилқи имтиһанға қатнашқан уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ 12 милләт оқуғучилириниң омуми сани 45 миң болуп, буларниң аран 20 миңи али мәктәпкә кирәләйдикән. Бу сан имтиһанға қатнашқан йәрлик милләт оқуғучилар омуми саниниң йеримигә йәтмәйду. Аптоном районлуқ оқуғучи қобул қилиш ишханиси, бу йил аптоном район бойичә 80 миң оқуғучиниң али мәктәпкә киридиғанлиқини елан қилди.

Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, йәрлик милләт оқуғучилириниң али мәктәпкә кириш нисбитидики азийиш кишини чөчүтидикән.

Хитай һөкүмитиниң елан қилишичә, аптоном район нопусиниң 50 ٪ дин көпрәкини йәрлик милләтләр игилимәктә. Әмма йәрликләр бу йил али мәктәпкә қобул қилинидиған 80 миң оқуғучиниң 4 дән бир қисимини игилигән. Маарип даирилириниң билдүрүшичә, 80 миң оқуғучиниң ичидики 47 миңи аптоном райондики али мәктәпләргә, 37 миңи ичкиридики али мәктәпләргә баридикән. Аптоном районлуқ оқуғучи қобул қилиш ишханиси, бу йил аптоном район бойичә җәмий 128 миң оқуғучи имтиһанға қатнашқанлиқини елан қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.