Хитай һөкүмити язғучи нурмуһәммәт ясинни 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди
2005.02.04
Хитайниң уйғур аптоном районидики бир сот мәһкимиси йеқинда язғучи нурмуһәммәт ясин үстидин һөкүм елан қилип, язғучини 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Нурмуһәммәт ясин өткән йили 11 - айда қолға елинған болуп, тәптиш мәһкимиси уни "қәшқәр әдәбияти" да миллий бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған әсәр елан қилиш билән әйиблигән.
Нурмуһәммәт ясин маралбеш наһийисиниң ават базирида бир деһқан аилисидә туғулған иди. У қолға елинғандин кейин маралбешидики бир түрмигә соланған. Маралбешидики исмини ашкарилашни халимайдиған, вәзийәттин хәвәрдар әрбапларниң билдүрүшичә, нурмуһәммәт ясинниң соти маралбеши наһийисидә ечилған. Бирақ, һөкүмни қайси сот мәһкимисиниң чиқарғанлиқи, маралбеши наһийилик сот яки қәшқәр вилайәтлик оттура сотниң һөкүм чиқарғанлиқи һазирчә мәлум болмиди.
Амма сот 2 - айниң 2 - күни ечилған. Маралбеши наһийилик сақчи идарисидики сақчилар нурмуһәммәт ясинниң соти тоғрисида мәлумат бериштин өзини қачурди. Нурмуһәммәтниң дилосиға әдәбият сәнәтчиләр бирләшмиси шундақла қәшқәр вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүми арилишип, "қәшқәр әдәбияти" жорнилидики тәһрирләрни сүрүштүргән.
Нурмуһәммәт ясинниң тәптиш даирилири тәрипидин миллий бөлгүнчиликни тәрғип қилиш билән әйипләнгән " көк кәптәр" намлиқ әсири "қәшқәр әдәбияти" ниң 2004 - йиллиқ 5 - санида елан қилинған иди. Қәшқәр вилайәтлик сақчи идариси, тәшвиқат бөлүми вә мәдинийәт идариси "қәшқәр әдәбияти" ниң 5 - санини йиғивалған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сақчи даирилири нурмуһәммәт ясинниң қолға елинғанлиқини етирап қилди
- язғучи нурмуһәммәд ясин (өркиши) хитай даирилири тәрипидин қолға елинди
- Әхмәтҗан һашири: уйғур язғучиларниң иҗадийәт әркинлики чәклиниватиду
- Хитай һөкүмити шаир нурмәмәт ясинни қолға алғанлиқини етирап қилди
- Хитай һөкүмити чәтәл тор бәтлирини зиярәт қилған уйғурларни тутқун қилмақта
- Үрүмчидә җинайәт садир қилған булаңчи ма хәнчиң қолға елинди
- Аман һаҗи аптоном районниң муавин рәислик вәзиписидин елип ташланди