Санҗи областлиқ оттура сотиниң әрзийәтчиләрдин қалаймиқан һәқ елиш қилмиши ашкариланди


2007.09.24

Уйғур аптоном райони санҗи тунган аптоном областлиқ оттура соти йигирмә нәччә йилдин буян, хитай алий сотиниң хәлқ ишлири һәқ тәләп қануни буйичә әрз қилғучилардин һәқ елиш бәлгилимисидики өлчәмдин артуқ һәм қалаймиқан һәм көп түрләр буйичә һәқ елип кәлгән.

Санҗи оттура сотиниң хитай қануниға хилап һалда қалаймиқан һәқ елишиға һәтта уйғур аптоном районлуқ алий сотиму көз юмуп кәлгән.

Бошун ториниң бу һәқтә 23 - сентәбир бәргән хәвәридин ашкарилинишичә, санҗи оттура соти дәвагәрләрдин көпрәк һәқ елиш үчүн бир әрзни бир қанчә тармақларға бөлүп дело бекитип беҗириш, һәр бир делоға айрим һәқ елиш усуллирини қоллинип, адәттә һәқ елинмайдиған қануний рәсмийәтләргиму һәқ бекитип, һәтта он йүәнни артуқ елиш мәқситидә һәммә пакитлар толуқ болған дело үстидинму сот ачмай һәм сотни қәстән кечиктүрүш арқилиқ пуқраларниң қануний һәқ-һоқоқлириға еғир дәхли тәруз қилғандин башқа , бу хил қанунсиз усуллар арқилиқ, җавабкарлиқи сүрүштүрүлүшкә тегишлик қанунға хилап қилмишларға йочуқ һазирлап бәргән һәм хитай әдлийә системисиға еғир қалаймиқанчилиқ елип кәлгән.

Хитайда барлиқ сот органларниң архипханилириға дөләт архипханиси қатарида муамилә қилиниду, шундақла әрздарлардин архип сақлаш һәққи елинмайду, әмма санҗи оттура соти мәхсус архип сақлаш һәққиниму бекиткән.

Бошун ториниң ашкарилишичә, санҗи оттура сотида иш пурситигә еришкәнләр көпинчиси йәрлик кадирларниң бәгзадилири болуп, уларниң көпинчисиниң рәсмий қанун кәспини оқуп пүттүргәнлик гуваһнамилириму толуқ әмәс болуп, һәр йили әдлийә емтиһанлиридин өтәлмәй йүридикән. Йәнә бир тәрәптин бу сотта хизмәт қилған конилар болса һаянкәшликни кәсип қиливалған болуп, алған пайдисиға қарап, дело үстидин пакитсиз һалда өз алдиға һөкүм елан қилип, хәлқниң қануний мәнпәәтини қоғдайдиған орунни худди қарар җәмийәткә охшитип қойған.( Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.