Өзбекистан һөкүмити канада пуқраси уйғур һүсәйин җелилни қолға алди

Өзбекистан һөкүмити канада пуқраси уйғур һүсәйин җелилни 26‏- март күни ташкәнттин тутуп кәткән. Униң билән биргә өзбекистанға кәлгән аяли вә 3 балиси һазир ташкәнттики туққанлириниң өйидә турмақта икән. Һүсәйин җелилниң ағиниси сейит айдоған канада агентлиқиға, уларниң һазир өзбекистан һөкүмитиниң һүсәйин җелилни хитайға тапшуруп беришидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Айдоған сөзидә, " өзбекистан уни хитайға тапшуруп беридиғандәк туриду. Әгәр шундақ болса, хитай һөкүмити уни, бурунқи сиясий паалийәтлири үчүн гәп ‏-сөз йоқ етип ташлайду" дәп билдүргән. Лекин у өзбекистанниң һүсәйин җелилни хитайға тапшуруш хәвирини қандақ алғанлиқини ейтимиған. Шундақла ташкәнттики хадимларму һазирғичә бу һәқтә инкас қайтурушни рәт қилған.

Һүсәйин җелил илгири уйғур елидики чеғида уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн күрәш қилғанлиқи сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған вә еғир қийин-қистақларға елинған. Кейин у бир амаллар билән өзбекистанға қечип чиқип, түркийә арқилиқ 2002‏- йили канадаға келип сиясий панаһлиқ тилигән. Һәмдә у техи 3-4 айниң алдида канада пуқралиқиға өткән.

Канада ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ким гиртел ханим сәйшәнбә күни бир нәпәр канада пуқрасиниң һәқиқәтән өзбекистанда қолға елинғанлиқини етирап қилди, әмма мәхпийәтлик бәлгилимилири бойичә, униң шәхсий салаһийитини һазирчә ашкарилимайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә, уларниң һазир бу кишиниң йеқин-туққанлири билән алақилишп, уларға ярдәм бериватқанлиқини ейтти.

Өзбекистан президенти ислам кәримофниң хитай билән болған мунасивити хелидин бери йеқин. Болупму хитай һөкүмити кәримофниң өткән йилидики әндиҗан вәқәсини бастурушини қоллиғандин кейин, у дәрһалла америкидин йүзини өрүп, русийә вә хитай билән алаһидә қоюқ мунасивәт орнатқан. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org