Хитай, пакистан уйғур елидә бирләшмә һәрбий манвер өткүзди


2004.08.04

Хитай билән пакистан чаршәнбә күни уйғур елиниң ташқурған таҗик аптоном наһийисидә терроризмға қарши бирләшмә һәрбий манвер өткүзди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу маневир 3 күн давам қилидиған болуп, хитай даирилири бу қетимлиқ маневирниң бу районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини сақлаш мәқситидә елип берилғанлиқини мәлум қилди. Бу хитай билән пакистанниң тунҗи қетим терроризмға қарши бирләшмә маневир өткүзүши болуп һесаблиниду.

Пакистанниң хитайда турушлуқ баш әлчиси бу қетимлиқ маневир арқилиқ, икки дөләтниң терроризмға зәрбә бериш саһәсидики һәмкарлиқини илгири сүрүшни истәйдиғанлиқини мәлум қилған. Әмма у маневирға икки дөләттин қанчилик әскәр қатнишидиғанлиқи тоғрисида бирнемә дейишни рәт қилған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.