Исмайил тиливалди шәрқий түркистан мәсилисидә пакистан даирилиригә рәһмәт ейтти


2004.10.24

Йеқинда һиндистан билән пакистанни зиярәт қилған уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди пакистанда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш йолидики һәрикитигә ярдәм бәргән пакистан даирилиригә рәһмәт ейтқан. Исмайил тиливалдиниң һиндистан билән пакистандики зиярити 16 - өктәбирдә ахирлашқан. Исмайил тиливалди исламабадтики мухбиларларни күтүвелиш йиғинида, " пакистан узундин бери шәрқий түркистан терорлиқ күчлиригә зәрбә бериш җәһәттә биз билән актип һәмкарлашти, бу мунаисвәт билән биз чоңқур миннәтдарлиқимизни билдүримиз" дәп тәкитлигән. Исмайил тиливалдиниң җәнубий асиядики зиярити болупму униң һиндистандики зиярити хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиған. Бу уйғур аптоном райони рәһбириниң йеқинқи 50 йил ичидә елип барған һиндистандики тунҗи зияритидур.

Униң һиндистан даирилири билән елип барған сөһбити һиндистан билән уйғур или арисида һава йоллирини ечиш, нефит саһәсидики һәмкарлиқ түрлиригә четилған. Хитай мәтбуатлири исмайил тиливалдиниң җәнубий асиядики зияритини униң зияритидин бир һәптә кейин хәвәр қилди. Исмайил тиливалди пакистанда баш министир шавкәт әзиз, пакистан кеңәш палата рәиси муһәммәд миянлар билән сөһбәт елип барған. У, пакистан даирилирини шәрқий түркистан күчлиригә қарши хитай һөкүмити билән техиму зич һәмкарлишишқа үндигән. Исмайил тиливалди 1996 - йили хотән намайишни бастуруш җәрянидики радикал ипадилири билән уйғур аптоном райониниң рәисликигә қоюлған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини терорчилиққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәдә қилмақта, дәп әйиплигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.