Уйғур елидә йүз бәргән партлашларда 14 киши өлди
2005.01.20
Пәйшәнбә күни уйғур елидә йүз бәргән икки қетимлиқ партлаш вәқәсидә аз дигәндә 14 адәм өлди.
Майтағ билән шиху оттурисида бир минибус йүз бәргән биринчи партлашта 12 киши өлгән. Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, партлаш пәйшәнбә күни чүштин кейин саәт 1:30 да майтағ билән шиху оттурисидики "тоққуз чақирим" дегән җайда йүз бәргән болуп, партлашниң сәвәби техи ениқ әмәс икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, сәккиз киши нәқ мәйданда, төт киши дохтурханида қаза тапқан. Хәвәрләргә қариғанда, өлгәнләрниң асаслиқ қисми уйғурлар икән.
Иккинчи партлаш үрүмчиниң сәншихаңза районидики ават базарда йүз бәргән . Бу җайда асаслиқи уйғурлар вә туңганлар тиҗарәт қилиду. Вәқә йүз бәргәндин кейин сақчилар нәқ нәйданни қамал қилған. Б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвәр қилишичә, сақчилар вәқәни газ туңиниң партлап кетишидин келип чиққан дәп җакарлиған.(Қанат)