Үрүмчидики хоңйәнчи електир истансисида партлаш вәқәси йүз бәрди
2005.05.13
Уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидики хоңйәнчи 2 - електир истансисиниң май понкитида, җүмә күни саәт 3:00 ләр әтрапида партлаш вәқәси йүз берип, төт адәм өлди бир киши яриланди.
Буниңдин бир күн илгири сақчилар ғулҗида йолучилар аптобусини гөрүгә еливалған бир хитайни етип өлтүргән. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, партлашниң сәвәби техи ениқланмиған болуп, вәқәниң сәвәби тәкшүрүлмәктикән.
Хоңйәнчи 2 - електир истансисиниң орни үрүмчиниң җәнубиға тоғра келиду. Даириләр електир истансисидики партлаш уйғур аптоном районидики асаслиқ електир ториға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини җакарлиған.
Вәқәдин кейин қораллиқ сақчилар електир истансиси әтрапидики ташйолларни қамал қилған. Даириләр шинҗаң һәрбий райониға тәвә қисимларни қутқузуш вә тәртип сақлаш ишлириға сәпәрвәр қилған.
Хитай мәтбуатлириниң нәқ мәйдандин игилишичә, алди билән от апити йүз бәргән, андин май понкитиға туташқан. Мәзкур електир истансиси хитай вә уйғур аптоном райониниң 9 - бәш йиллиқ пиланидики нуқтилиқ қурулушларниң бири болуп, үч милярд йүән мәбләғ аҗритилған. Хоңйәнчи, уйғур аптоном районидики ток ишләпчиқириш миқдари әң чоң електир истансиси һесаблиниду. (Әркин)