Ақсудики бир завутта йүз бәргән партлашта 2 киши қаза қилди


2005.08.10

Сәйшәнбә күни уйғур елиниң ақсу шәһиридики бир завутта партлаш йүз берип, 2 киши қаза қилған вә 7 си яриланған. Шундақла партлашта бу завут пүтүнләй өрүлүп чүшкән.

Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, бу завут мивә-чивә қачилашта ишлитилидиған юмшақ пиластик материялларни ишләпчиқиридиған болуп, тәкшүрүшләргә асасланғанда, вәқә йүз бәргәндә завут ичидә химийивий суюқлуқ қачиланған туңдин 30 нәччиси бар икән. Мунасивәтлик орунлар бу партлашниң мушу туңларға от кетиш сәвәбидин келип чиққанлиқини илгири сүрмәктә.

Вәқә йүз бәргәндин кейин, от өчүрүш хадимлири нәқ мәйданға келип от өчүрүш вә яриланғанларни қутқузуш ишлирини елип барған. Хәвәрдә мәлум болушичә, партлаштин кейин мәзкур завут мәсули қечип кәткән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.