Үрүмчидә балилар дохтурханисиниң алдида партлаш вәқәси йүз бәрди
2006.12.15
Уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә җүмә күни чүштин кейин саәт 3 :00 ләрдә ғәрбий қовуқтики (беймин) биринчи хәлқ дохтурханиси алдида бомба партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 2 адәм яриланди. Лекин адәм өлүш вәқәси йүз бәрмигән.
Хитай мәтбуатлири партлашта дохтурханиға кириш ишикиниң деризилири вәйран болғанлиқини вә икки адәмниң әйнәк парчилирида яриланғанлиқини билдүрмәктә. Вәқә йүз берип 15 минуттин кейин сақчилар нәқ мәйданға йетип келип әтрапни қамал қилған. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, сақчилар бомбиниң қолда ясалғанлиқини ениқлиған болсиму, лекин вәқәни кимниң пәйда қилғанлиқи вә немә сәвәбтин елип барғанлиқини давамлиқ тәкшүрмәктә икән.
Тәңритағ тор бети бу һәқтики хәвиридә сақчиларниң күлрәң пәй чапан кийгән 25 яшлардики яштин гуманлиниватқанлиқини илгири сүргән болсиму, лекин бу яшниң қайси милләттин икәнликини тилға алмиған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай һөкүмити террорлуқни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатиду, дәп әйиблимәктә иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити һадисидә қаза қилған ишчиларниң аилисигә төләм төлиди
- Хитай даирилири уйғур елидин 41 тонна партлатқуч буюми қолға чүшүргәнликини билдүрмәктә
- Ақсудики бир завутта йүз бәргән партлашта 2 киши қаза қилди
- Фукаңдики кан вәқәсиниң сәвәбини тәкшүрүш басқучи башланди
- Фукаңдики көмүр кан вәқәсидә өлгәнләр сани 83 кә йәтти









