Үрүмчи сақчи даирлири партлаш вәқәси гумандарини тутушқа он миң йүән һәдийә елан қилди
Үрүмчи қанун торидин ашкарилинишичә, 17 - декабир күни үрүмчи сақчи даирлири, үрүмчидә җүмә күни биринчи хәлқ дохтурханиси алдида йүз бәргән бомба партлаш вәқәсини кәлтүрүп чиқарған гумандар һәққидә учур бәргүчиләргә он миң йүән сөйүнчә берилидиғанлиқини елан қилди.
15 - Декабир йүз бәргән мәзкур бомба партилаш вәқәсидә аз дегәндә 2 адәм яриланған иди. Бәзи вәқә шаһидлириниң сақчиларға тәсвирләп беришичә, партилаш йүз бәргәндин кейинла күлрәң пәй чапан кийгән, бойиниң игизлики бир метир 75 санта келидиған, оруқрақ, ақ йүзлүк бир яш алақзадилик билән партилаш йүз бәргән дохтурхана ишикидин чиқип, тез кетип қалған.
Вәқә шаһидлири гәрчә бу гумандарниң 25 яшлар әтрапидики бир әр икәнликини илгири сүргән болсиму, лекин бу яшниң қайси милләттин икәнликини тилға алмиған.
Үрүмчи ақчи даирлири, партилаш вәқәси һәққидә давамлиқ тәкшүрүш елип бериватқанлиқини, дәсләпки қәдәмдә бомбиниң қолда ясалғанлиқиниң ениқ икәнлики, әмма вәқәниң дохтурханиға болған наразилиқтин болған өч елиш характерлик партилитиш болиши мүмкинликини қияс қиливатқан болсиму, буниң террорлуқ вәқәси икәнликиниму техи инкар қилмайдиғанлиқини оттурға қоймақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә балилар дохтурханисиниң алдида партлаш вәқәси йүз бәрди
- Хитай һөкүмити һадисидә қаза қилған ишчиларниң аилисигә төләм төлиди
- Хитай даирилири уйғур елидин 41 тонна партлатқуч буюми қолға чүшүргәнликини билдүрмәктә
- Ақсудики бир завутта йүз бәргән партлашта 2 киши қаза қилди
- Фукаңдики кан вәқәсиниң сәвәбини тәкшүрүш басқучи башланди