Майтағдики партлаш вәқәси кишиләр тәрипидин пиланланған


2005.01.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай җамаәт хәвпсизлик даирилири майтағ билән шиху оттурисида йүз бәргән минибустики партлаш вәқәсиниң кишиләр тәрипидин елип берилғанлиқини елан қилди.

Аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң назири лю явхуа, партлашниң кишиләр тәрипидин елип берилғанлиқини ашкарлиған. Бирақ у, партлатқуч дориниң характири вә партлашниң сәвәби техи ениқланмиғанлиқини билдүргән.

Шәрқий түркистан учур мәркизи, партлашниң қурбан һейт һарписиға тоғра кәлгәнликини илгири сүрүп, партлаш вәқәсини "суйиқәст", дәп әйиблигән иди. Лю явхуа җүмә күни үрүмчидики хитай мәтбуатлириға партлаш вәқәси һәққидә мәлумат берип, партлаш вәқәсидә өлгән икки кишиниң салаһийити ениқланғанлиқини җакарлиған. Лю явхуаниң билдүрүшичә, салаһийити ениқланған икки кишиниң бири хитай йәнә бир қазақ икән. Лю явхуа уйғурларни тилға алмиған.

Әнгилийә радио - телевизийә ширкити б б с, партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң мутләқ көп қисими уйғурлар икәнликини илгири сүргән.

Шәрқий түркистан учур мәркизи, минибустики йолучилар шиху әтрапидики бир мазарни йоқлап қайтиватқан майтағлиқ уйғурлар, дәп көрсәткән. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, лю явхуаниң вәқәдә өлгәнләр ичидин алди билән бир хитай билән бир қазақниң салаһийити ениқлап чиққанлиқи кишини тәәҗҗүпләндүриду, дәп әскәртти. Вәқә йүз бәргәндә минибустики 19 кишиниң 12 си өлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.