Хитай һөкүмити үрүмчидики партлаш вәқәсиниң сәвәбини елан қилди
2005.01.21
Уйғур аптоном районидики даириләр, үрүмчиниң сәншихаңза районидики сода базирида йүз бәргән партлаш вәқәси, газ турбисиниң партлап кетишидин келип чиққанлиқини елан қилди .Хитай мәтбуатлири вәқәдә 2 адәмниң өлгәнликини, 11 кишиниң яриланғанлиқини хәвәр қилған.
Мәркизи германийидики шәрқий түркистан учур мәркизи, вәқәдә буниңдин көп адәмниң өлгән болуши мүмкинликини илгири сүрди. Бирақ, қанчилик адәмниң өлгәнликини тилға алмиди. Вәқәдә яриланғанлар аптоном районлуқ 2 - дохтурханиға ятқузулған. Амма дохтурханидики даириләр өлгәнләр вә яридарларниң санини елан қилиштин өзини қачурди. Хитай мәтбуатлири өлгәнләрниң қайси милләт икәнликини тилға алмиди.
Үрүмчи шәһәрлик парткомниң баш катипи хуаң гоңйи, партлаш вәқәси тәбиий газ тәминләш ширкитиниң бесим тәңшәш понкитида йүз бәргән болуп, бу җай рабийә қадир сода сарийиниң удулидики йөҗиңгәйгә баридиған кочиниң йәр астиға тоғра келидикән.
Партлаш тоққуз квадират метир чоңлиқтики бир азгални пәйда қилған. Хуаң гоңйи партлашниң газ чиқип кетиштин келип чиққанлиқини билдүргән. Газниң қандақ қилип чиқип кәткәнлики техи тәкшүрүлмәктикән.
Бәзи хәвәрләрдә илгири сүрүшичә, партлаш вәқәси йүз бәргәндә хитай ишчилар йәр астидики газ йолида мәшғулат елип бериватқан икән. Вәқә йүз бәргәндин кейин сақчилар җәнубий қовуқ, дөң көврүк шундақла шихаба тәрәпләргә өтүдиған йолларни 2 саәттәк қамал қилған. (Әркин)