Хитай һөкүмити уйғурларниң қолидики паспортқа чәк қоймақта


2006.12.13

Уйғурларниң радиомизға инкас қилишичә, хитай һөкүмити паспорти бар уйғурларни вилайәт, наһийә, һәтта йезиларғичә издәп берип, уларни паспортини һөкүмәткә тапшуруп беришкә мәҗбурлап турмақта.

Хитай һөкүмити уйғурларға қарита қоллиниватқан бундақ һәрикәт аптоном райониниң җәнубида бир қәдәр җиддий. Бәзи җайларда, паспортини тапшурушни рәт қилған қилған уйғурларниң тиҗарити яки башқа иши учуқ -ашкара һалда һөкүмәт тәрипидин буйруқ чүшүрүп тохтитип қоюлған. Бәзи җайларда болса, сақчилар һәтта чәтәлләргә чиқип кәткән уйғурларға телефон қилип, уларниң қайтип келиши керәкликини, әгәр қайтип кәлмисә паспортини керәксиз қиливитидиғанлиқни җакарлиған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.