Уйғур илидики пахтиларни ким үзиду ?
2004.09.05
Пахта үзүш пәслиниң йетип келишигә әгишип, уйғур аптоном районихитай ялланма аққунлар еқиминиң һуҗумиға учриди.
Бу йил ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң шихәнзидики пахтизарлиқи 150 миң хитай аққунни ялливелип пахта теришкә салиду . Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә , ишләпчиқириш - қурулуш армийисиниң шихәнзидики һәр қайси полк вә деһқанчилиқ мәйданлири , һазирғичә ичкиридин 120 миң аққуни пахта теришкә ялливалған . Һазир һәр күни дегүдәк аққунларни мәхсус пойиз билән ичкиридин шихәнзигә тошимақта . Аққунларниң көпчилики хенәнликләр болуп , ишләпчиқириш - қурулуш биңтуәнидики даириләр бир қанчә айниң алдида хенәнгә берип , хенәндики наһийиләр билән әмгәк тохтими түзгән . Биңтуәндики әмгәк вә параванлиқ ишлириға мәсул даириләрниң билдүрүшичә , аққунларниниң ятақ , тамақ , мааш вә параванлиқ ишлири бир туташ орунлаштурилиду .
Күзәткүчиләр , биңтуән даирилириниң ялланма әмгәк күчлирини уйғур аптоном райониниң җәнубидики ишсиз уйғур деһқанлардин әмәс , бәлки шихәнзигә техиму йирақ болған хенәндин ялливалғанлиқи айдиңлаштурғучи рол ойнайду дәп баһа бәрмәктә . Биңтуән даирилири алдинқи йили җәнубтики бир қисим уйғур деһқанларни пахта үзүшкә ялливалған , бирақ уйғур деһқанларға тутқан кишилик муамилә , иш һәққи , йетип - қопуш вә йемәк ـ ичмәктә ихтилап келип чиқип , бәзи деһқанларниң ишини ташлап кетишигә сәвәбкар болған . Шихәнзигә барған деһқанлар әйни чағда радиомизға телефон қилип , даириләрниниң хитай аққунлириға уйғурлардин көп мааш бериш , уйғурларға маашни вақтида бәрмәслик ,һәр хил сәвәбләрни бана қилип маашини тутуп қелишдәк һәрикәтлирини әйиблигән иди . (Әркин)