Тәңри тағ ториниң хәвиридин мәлум болушичә, гәрчә бу йил уйғур ели пахтисиниң омумий мәһсулати, тарихтин буянқи әң көп мәһсулат яратқан йили һесаблансиму, бирақ пахта баһасиниң чүшүп кетиши келәр йиллиқ пахта ишләпчиқиришиға еғир тәсир көрсәтмәктә.
Хәвәрдә ейтилишичә, 2003 - йили уйғур елидики бир тай пахтиниң баһаси 400 йүән әтрапида болуп, 12 - айға кәлгәндә бир тай пахтиниң баһаси 700 йүәнгә, бир қисим җайларда болса 800 гә йетип, пахта баһасиниң юқири көтүрүлүш нисбити٪ 60 кә йәткән.
Бу йил 3 - айдин башлап, пахта баһаси бирдинла чүшүп кәткән вә 10 - айға кәлгәндә бир тай пахтиниң баһаси 460 йүәнгә чүшүп қалған.
Мүтәхәссисләрниң көрситишичә, гәрчә уйғур елиниң пахта ишләпчиқириши, асасән ишләпчиқириш қурулуш армийиси тәрипидин игиләнгән болсиму, бирақ нөвәттә көплигән уйғур диханлири пахта териш билән шуғулланғанлиқи үчүн, пахта баһасиниң бирдинла төвәнләп кетиши уйғур диханлириға еғир иқтисадий зиян елип келидикән. (Әқидә)