Уйғурелида пахтиниң бесилип қелиш әһвали еғир болмақта


2006.04.02

Уйғур елида бу йил пахтиниң бесилип қелиш әһвали еғир болуп, 2005‏- йили сетивелинған йеңи пахтиниң йеримиға йеқини һәр қайси пахта сетивелиш карханилириниң қолидикән.

Уйғур аптоном районлуқ тәминат-сода копиратипиниң мәлум қилишичә, бу йил 3‏- айниң ахириға қәдәр аптоном район вә хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш армийә әтрити сестимисидики пахта-чегә карханилири сетивалған пахта 1 милйон 500 миң тонна әтрапида болуп, нөвәттә сетилиш миқдари 900 миң тонниғиму йәтмәйдикән.

Нөвәттә хитайдики пахтиниң базар баһаси бир аз төвәнлигән болуп, уйғур елидики әла дәриҗилик пахта ишләпчиқиридиған җайларниң өткүзгән һәр тонна пахтиси 14 миң йүәнгиму йәтмигән. Бу, пахта сетивелиш карханилириниң сетивелиш тәннәрхидин хелила төвән болған.

Хәвәрдә көрситилишичә, 2005‏- йили уйғур елиниң пахта омумий мәһсулати 1 милйон 890 миң тонна болуп, бу пахтиларниң 80% тин көпрәкини аптоном районлуқ тәминат-сода копиративи билән ишләпчиқириш қурулуш армийә әтритиниң тәминат-сода копиративи сетивалған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.