Чуңчиң шәһири бу йил 9 - айда 50 миң ишчини уйғур аптоном райониға пахта үзүшкә әвәтиду


2006.08.04

Чуңчиң шәһири бу йил 9 - айда 50 миң ишчини уйғур аптоном райониға пахта үзүшкә әвәтиш үчүн тәйярланмақта.

Чуңчиң шәһәрлик әмгәк күчи ишханисиниң хитай мәтбуатлириға ашкарилишичә, чуңчиң шәһири бу йил 7 - айда уйғур аптоном райониға адәм әвәтип, бу йәрдики диһқанчилиқ мәйданлири билән бу тоғрисида келишим имзалиған.

Тунҗи түркүмдики ялланма ишчилар 8 - айниң 20 - күни чуңчиңдин уйғур аптоном райониниң шималидики пахтизарларға, 2 түркүмдикиләр 9 - айниң 10 - күни җәнубтики пахтизарларға қарап йолға чиқмақчи. Чуңчиң шәһәрлик әмгәк күчи ишханисиниң мәсули җаң дешяңниң ашкарилишичә, чуңчиңлиқ ялланма ишчилар өткән йили районда пахта үзүп 2 - 3 ай ичидә 1700 йүәндин сап кирим қилған.

Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу уйғур диһқанлириниң бир йиллиқ киримидинму көп икән. Хитай даирилири йеқинқи йиллардин бери ичкиридин ялланма әмгәк күчлирини йөткәп келип уйғур аптоном районида пахта үзүшкә салмақта.

Улар һазирғичә немә үчүн райондики йәрлик диһқанларни пахта үзүшкә яллимай, ичкиридин әмгәк күчи яллап ишлитиватқанлиқини чүшәндүрүп бақмиди. Көзәткүчиләр, уйғур диһқанлириниң бу пәсилдә һашарға ишләйдиғанлиқини билдүрмәктә. Өткән йили чуңчиңдин 20 миң ялланма ишчи районға келип пахта үзгән. Хитай мәтбуатлири уйғур аптоном райониниң йилиға пахта үзүдиған 500 миң ишчиға еһтияҗлиқ икәнликини билдүрмәктә.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.