Уйғур аптоном райони йүз миң кишилик пахта үзгүчиләрниң еқимиға дуч кәлди
2006.08.22
Уйғур аптоном райони җоңго даирилириниң риғбәтләндүрүшигә еришкән йүз миң кишилик чоңчиңдин келидиған пахта үзгүчиләрниң еқимиға учриди.
Шинхуа агентлиқиниң ашкарилишичә, даириләр 19 - авғусттин башлап чоңчиңдин уйғур аптоном райониға берип пахта үзидиған 100 миң кишилик ялланма хитай деһқанни 26 пойизда 3300 километир йирақлиқтики үрүмчигә тошушқа башлиған.
Җоңго йеза игилик даирилириниң әскәртишичә, уйғур аптоном райониниң йилда пахта үзидиған 470 миң кишилик ялланма әмгәк күчигә еһтияҗи чүшүдикән.
Бу қетим пахта үзүшкә маңған хитай көчмәнлириниң йол хираҗитини һөкүмәт даирилири үстигә алған. ялланма ишчиларниң бир қисим күндилик чиқимини пахтикарлар үстигә алидикән.
Даириләрниң ашкарилишичә, һәр бир ялланма ишчиниң икки айлиқ пахта үзүштин еришидиған сап тапавити 2 миң йүән әтрапида болуп, бу уларниң юртида тапидиған бир йиллиқ киримигә тоғра келиду. Ройтерс ахбарат агентлиқи, бу диһқанларниң йәрлик уйғурлар ислами етиқати билән ортақлашмайдиған хитай көчмәнлири көпийип кәткәнликидин шикайәтчи боливатқан бу районға әвәтиливатқанлиқини әскәртти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай уйғур пәрзәнтлиригә қаритилған мәҗбурий әмгәкни давамлаштурмақта
- Чуңчиң шәһири бу йил 9 - айда 50 миң ишчини уйғур аптоном райониға пахта үзүшкә әвәтиду
- Уйғурелида пахтиниң бесилип қелиш әһвали еғир болмақта
- Пахта тәргүчиләр уйғур елидә 1 милярд 600 милйон сом пул тапти
- Уйғур елидики 100 миңдәк оқуғучилар пахта теришқа орунлаштурулди