Уйғур елидики пахта кимләр үчүн пайда елип келиватиду ?
2006.11.02
Хитай хәвәр агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур елиниң бу йилқи пахта мәһсулати 2 милйон 180 миң тонниға йәткән.
Хитай уйғур елини өзиниң пахта базиси қилип қуруп, көпләп пайдиға еришкәндин сирт, хитай өлкилиридики хитайларниң бейишиға алаһидә йол ечип бәрмәктә.
Тәңритағ ториниң бир қанчә күн илгири бәргән хәвиригә асасланғанда, хитайдин кәлгән пахта тәргүчиләр уйғур елидин 1 милярд 500 милйон йүәнни елип кәткән. Статистикилиқ мәлуматларға қариғанда , бу йил уйғур елигә пахта тәргили кәлгәнләр 750 миңдин ашқан.
Хитай һөкүмити, турмуш қейинчилиқи пәвқуладдә еғир болған уйғур деһқанлирини пахта териш әмгикигә салмай, хитай өлкилиридин алаһидә әмгәк күчи тәклип қилип, уларниң кира вә йимәк - ичмәк , туралғу җайлирини орунлаштуруш билән биргә, алаһидә юқири әмгәк һәққи тәйинләп, уйғур деһқанлири бир йилда тапалмиған киримни, хитай ишләмчилириниң 2 ай ичидә тепишиға шараит һазирлап бәргән. Бу әһвал нөвәттә , чәтәлләрдики хитай һөкүмитигә қарши уйғур тәшкилатлириниң күчлүк наразилиқини қозғимақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бу йил уйғур елиниң пахта мәһсулати әң йеңи рикорд яратти
- Уйғур елидә 800 миң оқуғучи пахта теришкә елип китилди
- Апәткә учриғучиларни қутқузушму яки "шинҗаң" ға ярдәм беришму?
- Уйғур аптоном райони йүз миң кишилик пахта үзгүчиләрниң еқимиға дуч кәлди
- Хитай уйғур пәрзәнтлиригә қаритилған мәҗбурий әмгәкни давамлаштурмақта









