Уйғур елидә пахта мәһсулати омумий ишләпчиқириш қиммитиниң 45% ни игилигән
2006.11.21
Йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидики пахта мәһсулати йилдин - йилға өрлимәктә һәмдә ишләпчиқирилған пахта сортиму барғансери көпәймәктә. Мунасивәтлик хәвәрләрдин мәлум болушичә, 2000 - йилидин буян уйғур елидики 20 дин артуқ уруқ базисиға салған мәбләғ 500 милйон йүәндин ашқан болуп, алий сортлуқ пахта терийдиған етизлиқ 200 миң модин ашқан.
Мәлуматларда көрситилишичә, һазир уйғур елидә ишләпчиқириливатқан пахта мәһсулати омумий ишләпчиқириш қиммитиниң 45% ни игилигән болуп, деһқанлар кириминиң 30% кә йени пахтидин келидикән.
Уйғур елидин берилгән бу һәқтики хәвәрдә ейтилишичә, һазир уйғур елидә ишләпчиқирилған пахта бирлик мәһсулати оттура һесабта мәмликәт ичидики пахта ишләпчиқириш бирлик мәһсулатидин 42% ешип кәткән һәмдә дунядики пахта ишләпчиқириш бирлик мәһсулатидин 1 йерим һәссигә йеқин юқири болған.
Радиомизниң игилигән хәвәрлиридин мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян, хитай өлкилиридин уйғур елигә келип пахта терип бейип кетиватқан хитай мәдикарлириниң сани барғансери көпәйгән болуп, бу йил 2 милйон хитай ишләмчи уйғур елигә келип пахта тәргән. Уйғур деһқанлири болса һәр йили пахта териш мәзгилиниң йетип келиши билән, ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң кевәзликлиригә әвәтилип, төвән һәқ билән пахта териш әмгикигә қатнишишқа мәҗбур болмақта. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики пахта кимләр үчүн пайда елип келиватиду ?
- Бу йил уйғур елиниң пахта мәһсулати әң йеңи рикорд яратти
- Уйғур елидә 800 миң оқуғучи пахта теришкә елип китилди
- Апәткә учриғучиларни қутқузушму яки "шинҗаң" ға ярдәм беришму?
- Уйғур аптоном райони йүз миң кишилик пахта үзгүчиләрниң еқимиға дуч кәлди