Апәткә учриғучиларни қутқузушму яки "шинҗаң" ға ярдәм беришму?
2006.08.24
100 Миң кишилик чоңчиңлиқни уйғур аптоном районида пахта үзүшкә тәшкилләш пилани әсли бу диһқанларни бу йил язда чоңчиңда йүз бәргән еғир қурғақчилиқ апитидин қутқузуш һәрикити икәнлики мәлум болди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чоңчиңда йүз бәргән еғир қурғақчилиқ хитай даирилириниң терилғу йәрлиридин һосул алалмиған 100 миң кишилик деһқанни уйғур аптоном райониға елип чиқип пахта үзүшкә тәшкилләшкә сәвәбчи болған.
Хитай һөкүмити чоңчиңлиқ пахта үзгүчиләрни үрүмчигә елип бериш үчүн 8 - айниң 19 - күнидин башлап 26 пойизни сәпәрвәр қилди. Бу йил ғәрбий җәнубий җуңгода йеқинқи 50 йилдин бери көрүлүп бақмиған еғир қурғақчилиқ апити йүз берип, 5 милйон тонна буғдай аз һосул алған,2 милйон гектар терилғу йәр зиянға учриған вә чоңчиңда диһқанлар терилғудин 1 милярд доллар зиян тартқан.
Бәзи мутәхәссисләр, чоңчиңдики қурғақчилиққа бу йил 3 - айда чоңчиңда йүз бәргән митан гази чиқип кетиш вәқәси сәвәбчи болған болуши мумкин, дәп пәрәз қилишмақта. Шу қетимқи вәқәдә 5000 адәм тарқақлаштурулған. Чоңчиңлиқлар районда 2 ай пахта үзсә 2000 йүән тапавәт қилидикән. Бу уйғур деһқанларниң йиллиқ тапаветидин аз дегәндә 2 һәссә көп. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райони йүз миң кишилик пахта үзгүчиләрниң еқимиға дуч кәлди
- Хитай уйғур пәрзәнтлиригә қаритилған мәҗбурий әмгәкни давамлаштурмақта
- Чуңчиң шәһири бу йил 9 - айда 50 миң ишчини уйғур аптоном райониға пахта үзүшкә әвәтиду
- Бу йил ичкиридин уйғур елигә имтиһан беришкә кәлгән 193 нәпәр сахта салаһийәттики оқуғучи байқалди
- Мәдәнийәт инқилабида уйғур елигә паланған хитайлар шаңхәйдә намайиш қилди