100 Миң кишилик пахта териш қошуни уйғур елигә келишкә башлиди


2007.08.21

Шинхуа ториниң сәйшәнбә күнидики хәвиридин мәлум болушичә, чоңчиңдин уйғур елигә келип пахта теришқа қатнашмақчи болған 100 миң кишилик пәсиллик ишләмчи қошунни тошуйдиған мәхсус пойиз линийисиниң биринчи қетимлиқи, нәччә миңлиған хитай ишләмчини елип уйғур елигә қарап йолға чиққан.

20-Авғуст уйғур елигә қарап йүрүш қилған бу чоңчиңлиқ хитайлар , уйғур елиниң һәр қайси ишләпчиқириш қурулуш армийиси дивизийилириниң кевәзликлиригә тарайду. Бу йил чоңчиңдин уйғур елигә келип пахта териш әмгикигә қатнишидиған хитайларға хитай һөкүмити , қатнаш һәққини көтүрүветиш, күнликигә икки йүәндин турмуш ярдәм пули бериш дегәндәк бир қатар етивар бериш сиясәтлири чиқарған иди.

Уйғур елиниң йәрлик хәвәр торлирида берилгән хәвәрләргә қариғанда бу йил уйғур елигә келидиған пәсиллик пахта тәргүчиләр хитайниң башқа өлкилиридинму келидиған болуп , 19- авғуст күни гәнсу, шәндоң қатарлиқ җайлардин биринчи түркүмдә 140 тин артуқ хитай пахта тәргүчи пойиз арқилиқ корлиға йетип кәлгән. Улар байинғулин областидики һәр қайси пахта ишләпчиқириш базилириға тарқалған.

2006- Йили чоңчиңда йүз бәргән қурғақчилиқ апитидин хитай деһқанларни қутқузуш үчүн шу йили охшаш мәзгилдә йүз миң деһқан уйғур елигә пахта теришқа орунлаштурулған иди , шундин етибарән чоңчиңдин һәр йили 100 миң хитай уйғур елигә пахта теришқа кәлмәктә. Хитай һөкүмитиниң һәр йили уйғур елигә хитай ишләмчиләрни йөткәп ишқа орунлаштуруватқан бир пәйттә әксичә болса уйғур ишсиз яшлирини болупму қизларни хитай өлкилиригә түркүмләп ишләмчиликкә йөткәш сиясити уйғурларда гуман һәм наразилиқ пәйда қилмақта.(Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.