Пәйзиват деһқанлири наһийилик һөкүмәт бинаси алдиға топланди
2008.04.01
4 - Айниң 1 - күни, уйғур елидики тор бәтләрдә чиққан хәвәрләргә қариғанда, бүгүн пәйзиват наһийисиниң қошават йезисидики деһқанлар йезилиқ һөкүмәт үстидин шикайәт қилип, наһийилик һөкүмәт бинасиниң алдиға йиғилған.
Қошават йезилиқ һөкүмәт деһқанларни намратлиқтин қутулдуруш үчүн бир нәччә йил илгири йеза тәвәсидики бош йәргә 40 йүрүш өй, қотан салдуруп 40 аилилик деһқанни орунлаштурған һәмдә 15 мо дин йәр бәргән. Деһқанлар икки йил һөкүмәтниң орунлаштуруши буйичә бу йәрләргә қонақ, бедә териған болсиму яхши кирим қилалмиған.
Һөкүмәт йәнә, һәр бир аилигә 500 чүҗә бақтурған. Техникилиқ йетәкләш яхши болмиғачқа һәм чүҗиләргә вақтида ваксина урулмиғачқа чүҗиләрниң көпинчиси өлүп кәткән. Бу йил йәр келишкәндә һөкүмәт йәнә деһқанларни 5 тин кала, 50 дин қой елип беқишқа, уларниң йәм - хәшики үчүн бедә вә суляв йепип қонақ теришқа буйриған.
Бу йезиниң секритари деһқанлар башқа зираәт териса мәҗбурий буздуруветишни буйриған. Бу бир қатар әмәлийәткә уйғун болмиған ишлар деһқанларниң каллисидин өтмәй бүгүн йәни20 нәччә деһқан наһийилик һөкүмәткә келип өзлириниң һалини ейтқан. Әпсуслинарлиқи пәйзиват наһийисиниң секритариму йезилиқ һөкүмәтниң қарари тоғра дәп қарап деһқанларни қайтурувәткән.
Уйғур тор бәтлиридә шундақла, бундақ ишлар бәлким башқа җайлардиму болуши мумкин. Әгәр мушундақ 70 - йиллардикидәк әмәлийәткә уйғун болмиған сиясәтләр йүргүзиливәрсә уйғур деһқанлири мәңгү һаллиқ сәвийигә йитәлмәслики мумкин, дейилгән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ баянатчиси дилшат решит хотән вәқәси һәққидә тохталди
- Хәвәрләргә асасланғанда, хотәндә уйғур аяллар намайиш өткүзгән
- Көнәс наһийиси орган кадиридин 10 миңни "асасий қатлам" ға чүшүргән
- Уйғурлар вашингтонда хитай һөкүмитиниң5 - феврал ғулҗа қирғинчилиқиға җаваб беришни тәләп қилип намайиш өткүзди
- Уйғур тәшкилатлири, ғулҗа вәқәсини хатириләшкә тәйярланмақта
- Қағилиқтин 87 нәпәр уйғур яш чиңдав шәһиригә қарап йолға чиқти
- Йеңисар наһийиси оқутқучи - оқуғучиларни қурбан һейт күни йиғивелинип уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
- Д у қ хитайни, " уйғурларни йәниму қаттиқ назарәт астиға алмақта," дәп әйиблиди
- Уйғур деһқанлириға зулум селиватқан мәркизи һөкүмәтму яки йәрлик һөкүмәтму?
- Үрүмчидә һөкүмәт үстидин шикайәт қилған әрздарлар бастурулмақта
- Олимпик мурасими йеқинлап кәлмәктә, хитайда намйиш - қозғилаң қистап кәлмәктә
- Йәкәндә йүз миң деһқан кәң көләмлик һашарға тутулди