Пәйзиваттики қизил буя вәқәсидә 2 сақчи өлгән вә 4 киши яридар болған
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.08.28
2008.08.28
12 - Авғуст күни қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң яман яр йезисида вәқә йүз бәргәндин кейин, вәқә гумандарлирини тутуш үчүн қәшқәрдә гиләм тазилаш намида өй ахтуруш елип берилған. Һәркәт давамида сақчилар, пәйзиватниң қизил буя йезисидики бир қонақ етизини қоршавға алған. Тәкшүрүш җәрянида сақчилар қонақлиқта йошурунуп ятқан бир гуруппа кишиниң уштумтут һуҗумиға учриған.
Һуҗумчилар 2 нәпәр сақчини өлтүргән вә 4 нәпирини яриландурған, қалған сақчилар қорқуп қечип кәткән. Вәқә йүз берип бирқанчә саәттин кейин хитай қораллиқ қисимлири вәқә йүз бәргән җайда тәкшүрүш елип барған болсиму, әмма вәқә гумандарлирини туталмиған.
Нөвәттә, 500 дин артуқ сақчи вә әскәр пәйзиватниң қизил буя һәм миша йезисида вәқә гумандарлирини тутуш үчүн җиддий һәркәт елип бармақта.