Уйғур елидә бир балилиқ болған деһқанлар аилисиниң сани ашмақта


2005.05.11

Уйғур аптоном районлуқ пиланлиқ туғут комитети йеқинда, уйғур елидә бир балилиқ болуш шәрәпнасимигә еришкән деһқанлар аилисиниң 100 миңдин ашқанлиқини җакарлиди.

Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, пиланлиқ туғут комитети өткән бир йиллиқ деһқанлар арисидики пиланлиқ туғут әһвалиға асасән бу доклатни чиқарған болуп, бу мәзгилдә уйғур елиниң шималий вә җәнубий районлиридин болуп, тәхминән 134 миңға йеқин деһқан аилиси бир балилиқ болуш вә пиланлиқ туғут шәрәпнамисигә еришкән.

Пиланлиқ туғут комитети йәнә, һөкүмәтниң уйғур елидики пиланлиқ туғут ишлириға алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини көрситип, пиланлиқ туғутқа риайә қилидиған деһқан аилилирини риғбәтләндүрүш үчүн һөкүмәтниң өткән йилила милйон юәндин ошуқ хираҗәт аҗритип болғанлиқини билдүрди.

Уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди бу йилниң бешида бәргән бир доклатида, хитайниң 9 - бәш йиллиқ пилани башлинип 2003 - йилғичә болған мәзгилдә, уйғур елидә 3 милйон бовақниң аз туғулғанлиқини хәвәр қилған иди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.