Хитай байинғулинда пиланлиқ туғутқа әмәл қилғанларни мукапатлаш хизмитини күчәйтти
2006.01.08
Йеқиндин башлап, байинғулин моңғол аптоном области пиланлиқ туғут сияситигә әмәл қилған аилиләрни мукапатлаш түзүмини әмәлийләштүрүш салмиқини техиму зорайтти.
"Шинҗаң хәлқ радио истансиси" ниң хәвәр қилишичә, байинғулин области бултурдин башлапла пиланлиқ туғут сияситигә әмәл қилған аилиликләрни мукапатлаш, риғбәтләндүрүш түзүмлирини илгирилигән һалда мукәммәлләштүргән болуп, әмдиликтә бу йәргә қарашлиқ наһийә )шәһәр( ләрдики мәмурий, кәспий орунлардики пиланлиқ туғутта "қош гуваһнамә" алған аилиләрниң сақлиқни сақлаш хираҗити вә пинсийигә чиққандин кейинки айлиқ иш һәққигә қошулидиған 5% мукапат хираҗити малийә хамчотиға киргүзүлгән.
Байинғулин моңғол аптоном областида уйғур елиниң башқа җайлириға охшашла пиланлиқ туғут хизмитигә алаһидә әһмийәт бериливатқан болуп, һазирға қәдәр байинғулин областиниң чарвичилиқ районлиридики пиланлиқ туғутта "қош гуваһнамә" алған аилиләр 5964 кә йетип, қаплиниш нисбити 62.3% Кә йәткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, мәкиттики уйғур диний затларға пиланлиқ туғут қолланмиси тарқатти
- Қәшқәрниң пахтәкли йезисида аялларниң һамилдар болушиға рухсәт қилинмайду
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
- Хитай уйғур районини нопусниң тәбиий көпийиши нисбити юқири район, дәп елан қилди
- Уйғур елидә бир балилиқ болған деһқанлар аилисиниң сани ашмақта









