Җаппар һәбибулла хотәндә пиланлиқ туғут мәсилиси һәққидә сөзлиди
-
2006-01-19 -
-
-
Уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җаппар һәбибулла, пиланлиқ туғут сияситиниң уйғур аптоном районида яхши изчиллашмиғанлиқини билдүрди.
Җаппар һәбибулла, 18-январ күни уйғур аптоном райони хәлқ қурултийиниң 4- умуми йеғини җәрянида хотән гурупписиниң музакирә йиғинида қилған сөзидә, районда пиланлиқ туғут сияситиниң изчиллашмиғанлиқиниң асаслиқ сәвәби азсанлиқ милләтләрниң идийә җәһәттә өзгәрмигәнлики дегән.
Униң тәкитлишичә, уйғурларниң намратлиқта қелишидики асаслиқ сәвәб уларниң пиланлиқ туғут сияситигә әмәл қилмиғанлиқида икән.
Җаппар һәбибулла сөзидә, пиланлиқ туғут сияситиниң изчиллашмиғанлиқи бир қисим азсандики миллий йолдашларниң идийиси өзгәрмигәнликтә дәп көрсәткән.
Сүзидә, пиланлиқ туғут сияситини йолға қоюшта җәмийәттики диний улүмаларға тайиниш мумкинчилики бар дәп тәкитлигән җаппар һәбибулла, бир диний өлүманиң пиланлиқ туғут сиясити тоғра, дәп пәтива бәргәнликини билдүргән. (Қанат)
Мунасвәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи йиғини мәзгилидә бихәтәрлик күчәйтилди
- Тарим бойидики тоғрақлиқлар зор көләмдә қуруп түгимәктә
- Исмайил тиливалди: җәмийәт муқимлиқини қоғдап " үч хил күчләр" гә зәрбә берәйли
- Илида кәлкүн келип нәччә миң кишигә тәсир көрсәтти
- Хитай миллий тил йезиқтики материялларни тәрҗимә қилишқа мәбләғ аҗратмақчи