Хитай даирилири уйғур елигә қаратқан пиланлиқ туғут сияситини изчил күчәйтмәктә
2007.10.11
Хитай һөкүмити уйғур елиниң һәрқайси вилайәтлиригә қарашлиқ һәр бир наһийилири буйичә пиланлиқ туғут хизмитини һәр хил шәкилдә күчәйтип йолға қоймақта. Хитай хәвәр вастилириниң ашкарилишичә, йеқинда алтай вилайәтлик пиланлиқ туғут комитети чиңгил наһийисидә пүтүн аптоном район буйичә тунҗи болуп пиланлиқ туғут " меһри шәпқәт талла базири " қурғанлиқини елан қилди.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, пиланлиқ туғут " меһри шәпқәт талла базири" пиланлиқ туғут сияситигә әмәл қилған , қийинчилиқи бар аилиләрни йөләш вә уларға ярдәм бериш мәқситидә қурулған болуп, мәзкүр базарда күндилик турмуш буюмлирини тарқитиш асас қилинидикән.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққучи уйғур тәшкилатлириниң билдүрүшичә, узундин бери түрлүк вастиларни қоллинип, уйғурларни аз пәрзәнт көрүшкә үндәватқан хитай, ялғуз тәшвиқат усуллири арқилиқ пиланлиқ туғут сияситини иҗра қилипла қалмай, туғулушқа бир қанчә күн қалған бовақларниму пиландин сирт елинған дәп қарап, опиратсийә арқилиқ йоқ қилиш чарилирини қолланмақта. Бу көплигән уйғур аяллириниң тән - саламәтликигә зиян салғандин сирт , уларниң роһий кәйпиятиға тәсир көрситип, ечинишлиқ ақивәтләрниң барлиққа келишигә йол ачмақта икән.
Өзини ашкарилашни халимиған бир киши, йеқинда или вилайитиниң қорғас наһийисидә 8 айдин ашқан һамилини окул билән чүшүрүш опиратсийисидә ана вә балиниң нәқ мәйданда җан үзгәнлики түпәйли пүтүн наһийә буйичә намайиш елип берилғанлиқини билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
- Хитай һөкүмити бу йил уйғур аптоном районида деһқан -чарвичиларниң нопусини азайтиш үчүн 27 милйон юән пул аҗратқан
- Ваң лечуән уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт һәм областта нопусни давамлиқ конторл қилишни қаттиқ тәкитлиди
- Хитай уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини йүргүзүштә қурандин пайдилинишни оттуриға қойди
- Хитай пиланлиқ туғут сияситини күчәйтмәктә
- Уйғур или аялларниң туғут мәзгилидә өлүш нисбити хитай бойичә әң юқири район
- Хитай байинғулинда пиланлиқ туғутқа әмәл қилғанларни мукапатлаш хизмитини күчәйтти
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
- Уйғур елидә бир балилиқ болған деһқанлар аилисиниң сани ашмақта