Хитай пиланлиқ туғут сияситидики мукапатлаш түзүмини йәниму кеңәйтмәктә
2007.10.18
Хитай һөкүмити уйғур елидә, пиланлиқ туғут сияситиниң техиму кәң нәтиҗә көрситишини қолға кәлтүрүш үчүн , пиланлиқ туғут хизмитидә илғар колликтип вә илғар шәхс болуп баһаланғучиларни иқтисадий җәһәттә мукапатлаш түзүмини йолға қоюш чарисини һәммә җайға кеңәйтишкә башлиди.
Хитай хәвәр вастилириниң бүгүн ашкарилишичә, бу йил бүгүр наһийиси пиланлиқ туғут хизмити үчүн 3 милйон 450 миң йүән мәбләғ селип, " аз туғуп тез бейиш" тики 239 аилиниң һәр биригә 3000 йүән, " икки хил гуваһнамә " алған 99 аилигә 112 миң йүән мукапат пули тарқатқан.
Буниңдин башқа, һөкүмәткә һәмкарлишип, туғут чәкләш опиратсийигә қатнашқан туғут йешидики аялларниң дохтурханида йетип давалиниши үчүн 300 йүән толуқлима пули бәргән. Туғут сияситигә әмәл қилған 85 аилигә йәр тәврәшкә чидамлиқ бихәтәр өй селип бәргән . Уларниң баян қилишичә , пиланлиқ туғут комитетиниң юқириқи хизмәтлири нәтиҗисидә наһийә буйичә ялғуз пәрзәнтлик болуш гуваһнамиси алған аилә 3 миңдин ашқан .
Хитайда аз санлиқ милләт қатарида саниливатқан уйғурларға пиланлиқ туғут сиясити иҗра қилишниң, уйғурларни йоқ қилиш мәқситини ишқа ашуруш үчүн икәнликини билдүргән уйғур америка кишилик һоқуқ фонди җәмийитиниң пиланлиқ туғутқа қарши программисида, " аз пәрзәнт туғуп, тез бейиш" ниң пүтүнләй сахта тәшвиқат икәнлики, хитайниң муддиаси уйғурларни бейитиш әмәс, бәлки бир милләтни йоқ қилиш икәнлики пакитлиқ дәлил - испатлар билән оттуриға қоюлған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири уйғур елигә қаратқан пиланлиқ туғут сияситини изчил күчәйтмәктә
- Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
- Хитай һөкүмити бу йил уйғур аптоном районида деһқан -чарвичиларниң нопусини азайтиш үчүн 27 милйон юән пул аҗратқан
- Ваң лечуән уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт һәм областта нопусни давамлиқ конторл қилишни қаттиқ тәкитлиди
- Хитай уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини йүргүзүштә қурандин пайдилинишни оттуриға қойди
- Хитай пиланлиқ туғут сияситини күчәйтмәктә
- Уйғур или аялларниң туғут мәзгилидә өлүш нисбити хитай бойичә әң юқири район
- Хитай байинғулинда пиланлиқ туғутқа әмәл қилғанларни мукапатлаш хизмитини күчәйтти
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
- Уйғур елидә бир балилиқ болған деһқанлар аилисиниң сани ашмақта
- Уйғур илида 2003 - йилғичә 3 милйон бовақ туғулалмиди