Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
2007.08.19
18- Авғуст күни үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ пиланлиқ туғут, пән-техника хизмәт йиғини ечилған болуп, йиғинда уйғур аптоном райониниң қазақ миллитидин болған муавин рәиси нурлан абдумәнҗин сөз қилип, пиланлиқ туғут хизмити вә пиланлиқ туғут техника хизмитини техиму илгирилитишни тәләп қилған.
Хәвәрләрдин қариғанда, хитай мәркизи һөкүмити уйғур аптоном райониниң пиланлиқ туғут ишлири үчүн 130 милйон йүән мәбләғ аҗритип, аптоном райондики 46 наһийә дәриҗилик, 172 йеза дәриҗилик пиланлиқ туғут хизмәт понкитлирини нуқтилиқ кеңәйтиш, 85 җайға һәрикәтчан мулазимәт қилиш машиниси берип, пиланлиқ туғутқа мунасивәтлик пән-техника системисини мукәммәлләштүрүшни қарар қилған.
Инкаслардин қариғанда, уйғур елидә хитайларниң нопуси тез көпәйгән болуп, 1949-йили аран %5 ни игилигән хәнзулар бүгүнки күндә уйғур ели нопусиниң йеримидин ешип кетишкә қарап йүзләнгән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т вәкилләр өмики уйғур елини зиярәт қилди
- Манас наһийисидә әмгәк күчлири йетишмәслик әһвали йүз бәрмәктә
- Хитай һөкүмити бу йил уйғур аптоном районида деһқан -чарвичиларниң нопусини азайтиш үчүн 27 милйон юән пул аҗратқан
- Ваң лечуән уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт һәм областта нопусни давамлиқ конторл қилишни қаттиқ тәкитлиди
- Хитай уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини йүргүзүштә қурандин пайдилинишни оттуриға қойди
- Хитай мутәхәссислири хитайниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан маарип сияситини тәнқид қилди
- Хитай пиланлиқ туғут сияситини күчәйтмәктә
- Уйғур или аялларниң туғут мәзгилидә өлүш нисбити хитай бойичә әң юқири район
- Хитай байинғулинда пиланлиқ туғутқа әмәл қилғанларни мукапатлаш хизмитини күчәйтти
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди