Хитай қанаста америкиниң йеловстон мәмликәтлик бағчисидинму чоң көләмлик бағчә қурмақчи
2007.10.15
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бейҗиң даирилири уйғур аптоном райониниң қанас мәнзирилик районини көләм җәһәттә америкиниң йеловстон мәмликәтлик бағчисидинму чоң көләмлик бағчә қилип қуруп чиқишни пиланлимақта икән. Һазирқи қанас мәнзирилик райониниң омуми көлими 1000 квадрат километир әтрапида болуп, шинхуа ахбарат агентлиқи йеңи қурулидиған бағчә буниңдин 10 һәссә чоң болидиғанлиқини билдүрди.
Америкиниң йеловстон мәмликәтлик бағчисиниң омуми көлими 9000 квадрат километир әтрапида болуп, әгәр қанастики бағчиниң көлими хитай мәтбуатлириниң дегинидәк болса, қанас мәмликәтлик бағчисиниң көлими аз дегәндә 10миң квадрат километирға йетиши мумкин. Қанас мәнзирилик райони уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидин 1000 километир шималида болуп, хитай даирилири қанас мәнзирилик районини ичкирилик хитай саяһәтчиләргә ечиветилгәндин бери, бу район хитай саяһәтчиләр еқиминиң һуҗумиға дуч кәлмәктә.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бу йилниң дәсләпки 10 ейида қанас мәнзирилик районини саяһәт қилған зиярәтчиләр 900 миңға йетип, өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %32 ашқан. Бу дегәнлик һәр айда қанас мәнзирилик районини 90 миң адәм саяһәт қилди, дегәнликтур. Бунчилик зор көләмдики зиярәтчиләр еқими саяһәт ширкәтлирини пайдиға ериштүрсиму, лекин муһит қоғдиғучиларни әндишигә салмақта.
Муһит қоғдиғучиларниң әскәртишичә, қанас мәнзирилик райониниң бунчилик зор көләмдики саяһәтчиләрни күтүвалидиған асасий әслиһәлири йетәрсиз болупла қалмай, хитай саяһәтчилириниң муһит еңи төвән болғанлиқтин, бу мәнзирилик районниң муһит вә екологийисини оңшиғили болмайдиған дәриҗидә вәйран қиливетиши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хотәндә йоқап кәткән русийилик саяһәтчиләрниң бири һаят қутқузувелинди
- Хитай муһаҗирлириниң уйғур или һәққидики тәшвиқатлири тоғриму?
- Хитай саяһәтчилириниң мәдәнийәтсиз қилмишлири яман тәсирләрни пәйда қилмақта
- Тәңритағлиридики музлуқларниң көлими кечиклимәктә
- Хитайниң саяһәтчилик ишлири гүлләнгәнсери уйғурлар арқида қалмақта
- Қанас райони саяһәтчиләр тәрипидин вайранчилиққа учримақта
- Хитай, уйғур аптоном районида муз тағ саяһитини чәклиди
- Қанас чәтәллик саяһәтчиләр беришқа тегишлик җай дәп баһалинип, алтун мукапатқа еришти
- Тәтқиқатчилар қанас көлидики "алвастилар" тоғрисида тәкшүрүш елип бариду
- Җәнубий "шинҗаң" хәлқара саяһәт байрими қәшқәрдә башланди