Уйғур елида йүз бәргән қар апити деһқанларға қийинчилиқ елип кәлди
2005.02.22
Хотән вә қәшқәр тәвәсидә йүз бәргән қар апитигә учриған бир қисим деһқанлар иссиниш, йимәк - ичмәк вә вақитлиқ туралғу қатарлиқ асаслиқ турмуш буюмлириға җидди еһтияҗлиқ болмақта.
Өз мухбиримизниң қар апитиниң тәсиригә еғир учриған хотән гума наһийисиниң килияң йезисидин игилигән мәлуматлириға қариғанда, 17 - феврал күнидин башлап яққан қарниң қелинлиқи йеза- базар ичидә 45 сантиметирға, тағлиқ районларда 70 сантиметирға йәткән. Һава соғуқ болғанлиқи үчүн, турубилар йерилип кетип, бәш миңдәк аһалиниң ичимлик сүйи тохтап қалған.
Наһийилик һөкүмәт даирилири мәзкур йезиға бир қисим отун, җува қатарлиқ ярдәм боюмлирини әвәткән болсиму, бирақ апәткә учриған кишиләрниң иһтияҗини қандурулмиған. Килияң йезисидики деһқанларниң билдүрүшичә, апәткә қаримастин, йезилиқ һөкүмәт даирилири деһқанларни давамлиқ һашар әмгикигә селиватқан икән.
Буниң алдида, қәшқәр вә хотән тәвәсидә тохтимай яққан қар нәтиҗисидә, 260 еғиздәк өй өрүлүп, 20 миң киши қар апитиниң тәсиригә учриғанлиқи, 30 миң туяқ чарва малниң апәттә өлгәнлики хәвәр қилинған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елиниң җәнубидики бәзи җайлада қар апити йүз бәрди
- Уйғур елиниң онсу наһийисидә 4.7 Бал йәр тәвриди
- Или дәряси бойи әтрапида тупрақ серилиш әһваллири йүз бәрмәктә
- Үрүмчи һава келиматиниң өзгириши сәвәбидин, авиатсийә қатниши тохташқа мәҗбур болған
- Или дәря вадисидики апәттин келип чиққан иқсадий зиян 20 милйон юәнгә йәтти
- Илида 100 миң киши һөл йеғин апитиниң тәсиригә учриди