Уйғур дияриниң шималида қар апити мәйданға кәлди
-
2006-01-12 -
-
-
Уйғур дияриниң шималидики или вә алтай районлирида тохтимастин яққан қар тәсиридә 620 миңдин артуқ аһалә апәткә учриған.
Шинхуа агентлиқиниң 12 - январ күни бәргән хәвиригә асасланғанда, йеңи йилдин буян тохтимай йеғиватқан қар алтай, тарбағатай, ели, бортала қатарлиқ җайларда еғир қар апити кәлтүрүп, бу районларда яшаватқан аммини еғир зиянға учратқан.
Истансимиз игилигән әң йеңи мәлуматларға асасланғанда, қар апити сәвәбидин нурғун адәм ушшуп қалғандин сирт, нәччә йүз миң туяқ чарва мал зиянға учриған шуниңдәк қатнаш йоллириму еғир тосқунлуққа дуч кәлгән.
Қаттиқ яққан қар билән биллә, мәзкур районларда һава темпиратуриси 43 селтсийә гирадусқа чүшкән. (Әқидә)
©
2006 Radio Free Asia