Куча яйлиқи қар апитигә учриди
2007.10.10
Шинхуа агентлиқиниң, 10 -өктәбир хәвәр қилишичә, уйғур райониниң куча наһийисидики яйлақта қар апити йүз бәргән, апәттә 15 киши яриланған вә бир киши өлгән.
Ақсу шәһиридики тәшвиқат органлири , кучада бу йил қарниң йиллардикидин балдур һәм қелин яққанлиқини, бәзи йәрләрдә қар қелинлиқиниң бир метирдин ешип кәткәнликини билдүргән. Хәвәрдә йәнә , чоң йол яқисидики бир қар дөвиси ичидин тепилған бир яридар һазир қутқузулуш басқучида болуп әһвалиниң һелиһәм хәтәр астида икәнлики; қарлиқ шивирғандин кейин башланған қутқузуш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлгән.
Хәвәрдә бу апәтниң йәрлик хәлқләргә вә деһқанчилиқ , чарвичилиқ игиликигә қанчилик зиян елип кәлгәнлики һәққидә мәлумат берилмигән .
©
2007 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийи кучада қизлирини қоғдиған ата - аниларниң бесиқтурулғанлиқини әйиблиди
- Уйғур елиниң җәнуби аз учрайдиған қар апитигә дуч кәлди
- Алтайдики қар апитидә нурғун чарва маллири өлди
- Уйғур дияриниң шималида қар апити мәйданға кәлди
- Уйғур елидә қар апити кеңәймәктә
- Хитай кучарни әң чоң нефит-химийә санаәт мәһсулатлирини тошуш базиси қилмақчи
- ямғурлуқ қар апити қумулға 8 милйон йүән иқтисадий зиян салди
- Уйғур елиниң җәнубидики бәзи җайлада қар апити йүз бәрди